әрдоған: тәрәпләр террорчиларни бихәтәр район тәвәликидин чиқириш вәдисидә турмиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г / п к к ниң бихәтәр район тәвәликидин чиқирилидиғанлиқи тоғрисидики вәдиниң орундалмиғанлиқини билдүрди.

1302065
әрдоған: тәрәпләр террорчиларни бихәтәр район тәвәликидин чиқириш вәдисидә турмиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған венгирийәгә қарап йолға чиқиштин илгири әнқәрә әсәнбоға айродурумида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди. у, сүрийәниң шималида ташқи күчләрниң қоллиши билән террорлуқ каридори шәкилләндүрүшни пиланлиған й п г / п к к вә даешқа қарши тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитиниң елип берилғанлиқини билдүрүп, «дөлитимиз тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити арқилиқ 8 йиллиқ рәзил пиланларни пәқәт 8 – 9 күн ичидә вәйран қиливәтти» деди.

җумһур рәис әрдоған, түркийәгә қарши позитсийәдә болуш бәдилигә террорчиларниң һамийлиқини қилғанларни, йалланма қатилларға чапан йапқучиларни унтумайдиғанлиқлирини билдүрди.

у, түркийә билән америка қошма иштатлири вә русийә арисида сүрийәниң шималиға алақидар һасил қилинған келишим тоғрисида тохтилип, «й п г/ п й д / п к к, даеш, буларниң бу йәрдин 120 саәт ичидә чекинидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән (америка қошма иштатлири), һазирғичә буни ишқа ашурмиди. охшашла русийә билән һасил қилған килишимимиздә 150 саәт ичидә уларниң асасий җәһәттин контроллуқи астидики районлардин чекинидиғанлиқи әскәртилгән болсиму, әпсуски 150 саәтниң өтүп кәткән болушиға қаримай һазирғичә у районлардин чекинип чиқип кәткини йоқ» деди.

һазир террорчиларниң сүрийә миллий армийәсигә һуҗум қиливатқанлиқини тилға алған әрдоған, «бүгүн әтигән 11 киши шеһит болди. әлвәттә қарши тәрәптин униңдинму көп адәм өлтүрүлди» деди.

даеш каттибиши әбубәкир әлбағдадиниң айалиниң бир йерим йилға йеқин вақиттин буйан түркийәниң қолида икәнликини тәкитлигән әрдоған, «қолға чүшүргән кишиләрни өзимизниң қайтуруветиш мәркәзлиримизгә йоллаймиз. бизниң әдлийә министирлиқимиз бу мәсилидә қандақ қарар чиқириду, буниңға қараймиз. бағдадиниң айали бир йерим йилға йеқин вақиттин буйан қолимизда иди. һазир вәқәниң даириси техиму кеңәйди. буларни һазир елан қилишни тоғра дәп қаримаймән. бағдадиниң айали билән бирликтә DNA и ениқланған пәрзәнтиниңму болуши бизгә нисбәтән муһим бир мәсилә. сорақ қилиш ишлири изчил давамлишиватиду» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған йәнә, «һазирғичә түркийәгә кириши чәкләнгән даешчилар сани 76 миң. чеградин қоғлап чиқирилған даешчиларниң сани 7550, түрмилиримиздә һазир 1149 даешчи бар» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر