әрдоған шанлиурфадики йуқири сәвийәлик бирләшмә һәрикәт мәркизини зийарәт қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шанлиурфадики қуруқлуқ армийә қоманданлиқи йуқири сәвийәлик бирләшмә һәрикәт мәркизини зийарәт қилди.

1299452
әрдоған шанлиурфадики йуқири сәвийәлик бирләшмә һәрикәт мәркизини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шанлиурфадики қуруқлуқ армийә қоманданлиқи йуқири сәвийәлик бирләшмә һәрикәт мәркизини зийарәт қилди вә у йәрдики зийаритигә алақидар син көрүнүшини тарқатти.

көрүнүштә, җумһур рәис әрдоғанниң видеолуқ алақә орнитип, тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити районидики қомандандин рәсуләйин вә әтрапидики районларниң су вә ток билән тәминләш әһвали тоғрисида мәлумат игилигәнликигә даир учурлар орун алди.

җумһур рәис әрдоған шәһәрни зийарәт қилиш әснасида болса, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г / п к к террорчилириниң чеграниң сүрийә тәрипидин 10 – өктәбирдә ақчақәлә наһийәсигә қилған ракетамийутлуқ һуҗумида шеһит болған 9 айлиқ бовақ муһәммәд өмәрниң аилиси биләнму көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر