түркийә бағдади өлтүрүлгән идлибтики һәрбий һәрикәт һәққидә байанат елан қилди

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи американиң даеш каттибеиши әбу бәкир әлбағдадиниң өлүк һалда қолға чүшүрүлгәнликини елан қилған идлибтики һәрбий һәрикити һәққидә йазма байанат елан қилди.

1295774
түркийә бағдади өлтүрүлгән идлибтики һәрбий һәрикәт һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи америка тәрипидин сүрийәниң идлиб шәһридә елип берилған һәрбий һәрикәт әснасида, террорлуқ тәшкилати даеш вә п к к/п й д/й п г террорлуқ тәшклатлириға қарши күрәш даирисидә, иттипақдашлиқ вә истиратегийәлик һәмкарлиқ руһиға уйғун һәрикәт қилинғанлиқини билдүрди.

байанатта, һәрикәт җәрйанида америка қисимлири билән өзара тоқунушуп қилишниң алдини елиш вә өзара бирликтә хизмәт қилиш пиринсиплириға мас һалда һәрикәт қилинғанлиқи тәкитләнди вә һәр қайси қисимларға уқтуруш қилинип, һәрбий һәрикәтниң шундақла һәрбий хадимларниң бихәтәрликини қоғдайдиған тәдбирләрниң дәл вақтида йолға қойулғанлиқи қәйт қилинди.

америка тәрәп шәнбә күни кечидә идлибта елип барған һәрикәттин илгири һәрбий органлар арисида мәлумат алмаштуруш вә маслишишниң ишқа ашурулғанлиқи уқтурулған байанатта йәнә, «американиң һәрбий һәрикитидин илгири вә һәрикәт җәрйанида, даеш вә п к к/ п й д/ й п г террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш даирисидә, иттипақдашлиқ шундақла истиратегийәлик һәмкарлиқ руһиға уйғун позитсийә тутулди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر