түркийә парламенти җумһур рәислик сарийи қарарнамисини қобул қилди

ливандики бирләшкән дөләтләр тәшкилати вақитлиқ вәзипә өтәш күчи даирисидә түркийә қисимлириниң вәзипә өтәш муддитини бир йил узартиш мәзмун қилинған җумһур рәислик сарийи қарарнамиси түркийә бүйүк милләт мәҗлиси тәрипидин қобул қилинди.

1293182
түркийә парламенти җумһур рәислик сарийи қарарнамисини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң имзаси билән түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә йолланған қарарнамидә, түркийәниң ливанда турушлуқ қисимлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати вақитлиқ вәзипә өтәш күчигә йардәм бериватқанлиқи, ливандики түркийә қисимлириниң вәзипә өтәш муддитиниң 2018 – йили 31 – өктәбирдин етибарән бир йил узартилғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бу даиридә түркийәниң қошуватқан төһпилирини һәм бирләшкән дөләтләр тәшкилати  системиси ичидә, һәм районлуқ вә хәлқаралиқ сәвийәдә, һәмдә пуқралар – һәрбийләр һәмкарлиқ паалийәтлириниң васитиси арқилиқ ливан хәлқиниң қизғин алқишиға еришмәктә, шуниң билән бир вақитта, бу тинчлиқ вә муқимлиқни сақлашта муһим рол ойнимақта. бу нуқтидин елип ейтқанда,  ливандики бирләшкән дөләтләр тәшкилати вақитлиқ вәзипә өтәш күчигә һәссә қошушни давамлаштурушимиз наһайити зор әһмийәткә игә дәп қараймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر