«2 милйон сүрийәликниң өз йуртиға қайтишини ишқа ашурушни пиланлаватимиз»

муавин җумһур рәис  фуат октай тәхминән 2 милйон сүрийәликниң өз йуртиға қайтишини ишқа ашурушни пиланлаватқанлиқлирини ейтти.

1292489
«2 милйон сүрийәликниң өз йуртиға қайтишини ишқа ашурушни пиланлаватимиз»

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис  фуат октай түнүгүн йилдиз техника университетиниң йеңи йиллиқ оқуш башлаш мурасимида қилған сөзидә мундақ деди: «сүрийәниң шималий қисмидики бихәтәр районға тәхминән 2 милйон сүрийәлик көчмәнни орунлаштурушни пиланлаватимиз. <фират қалқини> һәрбий һәрикити вә <зәйтун шехи> һәрбий һәрикити җәрйанида районға 365 миң көчмән орунлаштурулғаниди. <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити арқилиқму <фират дәрйаси> ниң шәрқий қисмини бихәтәр районға айландуруш ираимиз қәтийдур. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити арқилиқ тәләбйад вә рәсуләйн шәһәр мәркәзлири билән қошулуп 65 олтурақ райони террорчилардин тазилинип, контирол астиға елинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر