түркийә, й п г/ п к к ниң америка билән түзүлгән келишимгә хилаплиқ қилғанлиқини билдүрди

сүрийәниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г / п к к террорчилири йеқинқи 36 саәт ичидә 14 қетим вәқә / һуҗум садир қилди.

1290891
түркийә, й п г/ п к к ниң америка билән түзүлгән келишимгә хилаплиқ қилғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат берип, түркийә армийәсиниң түркийә  билән америка қошма иштатлири арисида 17 – өктәбирдә бихәтәр район бәрпа қилиш тоғрисида һасил қилған келишимигә толуқ риайә қиливатқанлиқини билдүрди вә давамлаштуруп, «шундақ болушиға қаримай, йеқинқи 36 саәт ичидә й п г / п к к террорчилири тәрипидин он иккиси рәсуләйндә, бири тәл абйадта, йәнә бири тәл тамир районида болуп җәмий 14 қетим дәхли қилиш / һуҗум қилиш вәқәси садир қилинди. дәхли қилиш вә һуҗумларниң һәр хил типтики еғир – йеник қораллар билән қилинғанлиқи ениқланди.» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, һасил қилинған келишимниң җайида иҗра қилиниши вә йоллуқ қоғдиништин башқа сүкүнатни сақлап қелиниши үчүн америка қошма иштатлири билән һазирий кординатсийәниң давамлаштурулғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر