қалин: ембарго тәһдитлири вә әйибләшләр түркийәни терроризмға қарши күрәштин ваз кәчтүрәлмәйду

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, ембарго йүргүзүш тәһдитлири вә әйибләшләрниң түркийәни терроризмға қарши күрәштики һәқлиқ дәвасидин ваз кәчтүрәлмәйдиғанлиқини ейтти.

1289473
қалин: ембарго тәһдитлири вә әйибләшләр түркийәни терроризмға қарши күрәштин ваз кәчтүрәлмәйду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин ички кабинет йиғинидин кейин байанат берип, түркийә армийәсиниң сүрийәниң шималидики фират дәрйасиниң шәрқидә елип бериватқан тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитиниң көплигән ойунларни бузуп ташлиғанлиқини, һәрикәткә қара сүркәшкә урунғанларниң сүрийәдики пичкилири нопуздин айрилип қалғанлиқи үчүн биарам болуп ғәзәпләнгәнликини, һәтта күлкилик әһвалға чүшүп қалғанлиқини әскәртти.

түркийәниң сүрийәдики корд қериндашлири билән террорлуқ тәшкилатини пәрқләндүрүп муамилә қиливатқанлиқини тәкитлигән қалин, даешқа қарши күрәшниңму қәтий ақситип қойулмастин давамлаштурулидиғанлиқини билдүрүп, «түркийәни тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити мәсилисидә әйиблигәнләргә даешчиларни кимләрниң немишқа қойуп бәргәнликини сораш әң тәбиий һәққимиздур» деди.

һәрикәтниң нишанға йәткүчә сүрәт билән давам қилидиғанлиқини тилға алған қалин, «нишанимиз чеграйимизни террордин тәлтөкүс тазилаштур» деди.

сүрийәдики демографик қурулмини бузған амилниң нә түркийә, нә тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити әмәсликини тәкитлигән қалин, буни қиливатқанларниң террорлуқ тәшкилати й п г/ п й д / п к к икәнликини қәйт қилди.

у йәнә, түркийәниң бәшшар әсәд һакимийити билән рәсмий учришиши йаки алақисиниң болмиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر