түркийә кенийәгә тәзийә билдүрди

түркийә, кенийәдә алдинқи күни йүз бәргән террорлуқ һуҗумида көп санда сақчиниң һайатидин айрилғанлиқи мунасивити билән кенийә һөкүмити вә хәлқигә тәзийә билдүрди.

1287527
түркийә кенийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, «кенийәниң гарисса вилайитидә чарлаш вәзиписини орундаватқан бир сақчи аптомобили зәрбә обйекти қилинған террорлуқ вәқәсидә көп санда сақчи хадиминиң һайатидин айрилғанлиқидин хәвәр тепип чоңқур қайғурдуқ. мәзкур һуҗумда җенидин айрилғанларниң аилә – тавабиатлириға, дост кенийә хәлқигә вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз» деди.

кенийә – сомали чеграсида чарлаш елип бериватқан бир сақчи аптомобилиға йәрлик усулда йасалған бир партлатқуч билән қилинған һуҗумда 10 сақчи һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر