әрдоған әнглийә баш вәзири җонсон билән телефонда көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, зәрбә бериш һәрикитиниң, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г вә даеш тәһдити пүтүнләй бир тәрәп қилинип болғучә давамлишидиғанлиқини ейтти.

1286999
әрдоған әнглийә баш вәзири җонсон билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әнглийә баш вәзири борис җонсон билән телефонда көрүшти.

җумһур рәис әрдоған борис җонсон билән өткүзүгән телефон сөһбитидә, сүрийәниң шималидики фират дәрйасиниң шәрқидә 9 – өктәбирдә башланған бариш пинари (тинчлиқ булиқи) һәрбий һәрикитиниң мәқсәт – муддиалирини оттуриға қойуп өтти.

әрдоған телефон сөһбитидә йәнә, сүрийәниң шималидики п к к / й п г вә даеш террори хәвпи пүтүнләй йоқитип ташланғучә һәрикәтниң давамлишидиғанлиқини, бу арқилиқ земинлирини ташлап кетишкә мәҗбур болуп қалған сүрийәликләрниң пидакарлиқ билән хатирҗәм һалда қайтишлириниң капаләткә игә қилинидиғанлиқини билдүрди.

борис җонсон болса, түркийәниң әнглийә вә нато иттипақдашлири үчүн муһим бир шерик дөләт икәнликини тәкитләп, түркийәниң даешқа қарши күрәшниң алдинқи сепидики ролини вә сүрийәдики ички уруштин қачқан мусапирларға һәмнәпәс болуш җәһәттики мәртликини тилға елип өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر