әрдоған «тинчлиқ булиқи» һәрбий һәрикитигә даир муһим учурларни ортақлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, сүрийәниң шималида бир террор дөлитиниң қурулушиға йол қойулмайдиғанлиқини ейтти

1287189
әрдоған «тинчлиқ булиқи» һәрбий һәрикитигә даир муһим учурларни ортақлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған әнқәрәдә һәрқайси таратқуларниң мәнсуплири билән өткүзгән йиғинида, сүрийәниң шималидики фират дәрйасиниң шәрқидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г / п к к вә даешқа қарши башланған тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити тоғрисида муһим сөзләрни қилди.

бүгүн германийә баш министири ангела меркел билән телефонда көрүшкәнликини билдүргән әрдоған, сөзини давамлаштуруп, «бизниң асасий нишанимиз бу мәслини районда туруватқан иттипақдашлиримиз билән һәл қилиш тәрәпдари болди» деди.

у, муһими бу мусапини әң аз қурбан бериш, әң аз азап чекиш арқилиқ бесип тамамлаш икәнликини әскәртти. әрдоған, й п г / п к к ниң сүрийәниң шималидики ишғал қилип йатқан җайлиридин түркийәгә һазирғичә 652 зәмбирәк вә гиранатамйут атқанлиқини, һуҗумларниң хели көп санлиқи балилар болуп җәмий 18 кишиниң шеһит болғанлиқини, 147 адәмниң йариланғанлиқини билдүрди.

у, һәрикәт башлиғандин буйан бир тәрәп қилинған террорчи саниниң 490 ға йәткәнликини билдүргәндин кейин, «бу һәрикәттә әң күчлүк қоллашни сүрийә кордлиридин алмақтимиз» вә сөзини давамлаштуруп, зәрбә бериш һәрикити җәрйанида 2 түрк әскири билән 16 сүрийә миллий армийәси хадиминиң шеһит болғанлиқини ейтти.

«сүрийәниң шималида бир террор дөлитиниң қурулушиға йол қоймидуқ, қоймаймиз» дегән әрдоған, «сүрийәгә немишқа кирдуқ? һакимийәт террорчиларға қарши пут тирәп туралмайватиду» деди.

һазирғичә контроллуқ астиға елинған җайниң 109 квадрат километир икәнликини билдүргән әрдоған, «һәрикитимизниң сүрийә хәлқини, у йәрдики корларни әмәс, террорчиларни зәрбә обйекти қилғанлиқи очуқ – ашкара һалда оттуридидур» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған, «түркийәниң һәрбий күчи – әгәр инсаний сәзгүрлүкимиз болмайдиған болса – террорлуқ тәшкилатини пүткүл һәрбий һәрикәт саһәсидә бир қанчә күн ичидә йәр билән йәксан қилишқа йетиду. бирақ биз бирму бигунаһ кишиниң бурниниң қанимаслиқи үчүн тиришчанлиқ көрситиватимиз» деди.

бу мәсилиниң түркийәгә нисбәтән бир мәвҗутлуқ мәсилиси икәнликини тәкитлигән җумһур рәис әрдоған, түркийәдики хәлқаралиқ органларниң вәкиллири билән һәптә ичидә бир йиғин өткүзидиғанлиқини билдүрди.

«һәрбий һәрикитимизниң кордларни зәрбә обейкти қилишидәк бир әһвал қәтий мумкин әмәс» дегән әрдоған, «биз билән террорлуқ тәшкилати арисида мурәссәләштүргүчилик қилишни тәләп қилғанлар болди, булар қандақ башлиқлар, қандақ пирезидентлар чүшиниш мумкин әмәс. бизниң террорчиға қаришимиз билән инсанға қаришимиз пәрқлиқтур. қачандин буйан бир дөләтниң террорлуқ тәшкилати билән (сөһбәт) үстилигә олтурғанлиқини көрдүңлар?» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر