ақар чегра линийәсидә

дөләт мудапиә министири һулуси ақар чегра линийәсидә « һәрбий һәрикити» ниң ахирқи әһвалини көздин кәчүрди.

1286782
ақар чегра линийәсидә

түркийә авази радийоси хәвири:  ақар билән қоманданлар сүрийәниң шималидики «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  й п г/п к к ға қарши 9 өктәбир күни башланған «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» ниң ахирқи әһвалини көздин кәчүрди, һәмдә  чегра линийәсидики һәрикәт мәркизидә һәрбий паалийәтләр һәққидә учур игилиди вә һәрикәткә алақидар йолйоруқларни бәрди.

у, түркийә қисимлириниң америка қошма иштатлириниң райондики көзитиш нуқтисиға һуҗум қилғанлиқиға алақидар дәваға җаваб берип мундақ деди: «қисимлиримиз нә америка қошма иштатлириниң, нә иттипақдаш күчлириниң көзитиш нуқтилириға һуҗум қилғини йоқ. чүнки бизниң иштаблиримиз билән америка иштаблири оттурисида давамлиқ алақә қилиниватиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر