түркийә айропиланлири фиратниң шәрқидики й п г|п к к ниң нуқтилирини битчит қилди

түркийәниң һәрбий айропиланлири «тинчлиқ булиқи һәрикити» даирисидә, фират дәрйасиниң шәрқигә җайлашқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г|п к к ниң нуқтилирини битчит қилди.

1285059
түркийә айропиланлири фиратниң шәрқидики й п г|п к к ниң нуқтилирини битчит қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәрбий айропиланлири террорлуқ тәшкилати й п г|п к к ниң ишғали астида туруватқан мәзкур районда, тәхминән 30 километир кәңликкичә учуп барди вә районға җайлашқан йезилардики террорлуқ нуқтилирини бомбардиман қилди.

түркийә армийәсиниң топчи қисимлири шанлиурфаниң акчакалә наһийәсиниң удулидики сүрийә земиниға җайлашқан тел абйадтики террорлуқ тәшкилатиниң нуқтилирини топ оқи билән бомбардиман қилмақта.

бу җәрйанда, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида «тинчлиқ булиқи һәрикити кординатсийә йиғини» ечилди.

йиғинда, тинчлиқ булиқи һәрикитиниң барлиқ тәрәплири тәпсилий муһакимә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر