түркийә фиратниң шәрқини террорчилардин халийлаштуруш ирадисиниң қәтий икәнликини җакарлиди

түркийә, сүрийәниң шималидики фират дәрйасиниң шәрқини террорчилардин халийлаштуруп бихәтәр район бәрпа қилиш ирадисиниң қәтий икәнликини җакарлиди.

1283620
түркийә фиратниң шәрқини террорчилардин халийлаштуруш ирадисиниң қәтий икәнликини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, фират дәрйасиниң шәрқидә бәрпа қилинидиған бихәтәр район мәсилисидә бәзи чәт әллик әмәлдарларниң байанатлириға алақидар бир соалға йазма һаләттә җаваб берип, сүрийәни мәнбә қилған һәрхил террорлуқ тәһдитигә қарши дөләт хәвпсизлики тәқәзза қилған тәдбирләрни йолға қойушниң түркийәниң хәлқара қанунда көрситилгән әң асасий һоқуқи икәнликини тәкитләп өтти.

түркийәниң мәзкур тәдбирләрни бүгүнгичә иттипақдашлири билән бирликтә йолға қойуш үчүн пүтүн күчи билән тиришқанлиқини билдүргән байанатчи ақсой, «сүрийәниң шималида бәрпа қилинидиған бир бихәтәр район арқилиқ қанунлуқ хәвпсизлик мәнпәәтлиримизниң муһапизәт қилиниши вә йурт – маканидин айрилип қалған йүз миңларчә сүрийәликниң өйлиригә хатирҗәм вә өзлири халап қайтишиниң йолини ечиш мәқстидә иҗабий вә йахши нийәтлик тиришчанлиқларни көрсәттуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

нөвәттики әһвалда америка қошма иштатлири әскирий орунлириниң бәргән вәдилиридә турмиғанлиқиға ишарәт қилған ақсой сөзини давамлаштуруп, «бу мусапидә америка қошма иштатлири хәвпсизлик бийурократийәси, фират дәрйасиниң шәрқини ишғал қилип туруватқан п й д / й п г террорлуқ тәшкилати билән орнатқан һәмкарлиқиға хатимә бериш бир тәрәптә туруп турсун, буни күчәйтти вә дөлитимиз билән болған мәвҗут иттипақдашлиқ мунасивәтлиригә зит позитсийәдә болди. түркийә, хәлқара җәмийәтниң мәсулийәтчан бир әзаси сүпитидә террорниң барлиқ түрлиригә қарши күрәш қилишта чиң туриду. бизгә чеградаш сүрийә земинлирида даешниң роһи қошмиқи болған вә дөлитимиз шундақла хәлқимиз билән биргә сүрийә хәлқигә қарши инсанлиқ җинайәтлирини садир қилған п й д / й п г / п к к террорлуқ тәшкилатиниң базарға селинишиға вә халиғанчә иш қилишиға қарап турушқа болмайду. түркийә, фират дәрйасиниң шәрқини террорчилардин тазилап өзиниң мәвҗутлуқи вә хәвпсизликини қоғдаш билән биргә, сүрийәниң хатирҗәмлики, тинчлиқи вә муқимлиқини капаләткә игә қилиш үчүн бихәтәр район бәрпа қилишта чиң туриду. бу арқилиқ районда сүрийәниң земин пүтүнлики  вә бирлики дуч келиватқан еғир бир хәвп бир тәрәп қилинип, келәчәктә даеш вә шуниңға охшаш бир мәсилиниң оттуриға чиқмаслиқи үчүн күчлүк земин һазирлиниду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر