мәвлүт чавушоғлу сүрийә чеграсида буйруқ күтүп турған әскәрләргә риғбәт бәрди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сүрийә чеграсида сүрийәниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ға қарши һәрикәт башлашни  күтүп турған әскәрләргә риғбәт бәрди.

1284057
мәвлүт чавушоғлу сүрийә чеграсида буйруқ күтүп турған әскәрләргә риғбәт бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң сүрийәниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к нишанлириға қарита башлиниш алдида турған һәрбий һәрикәттин илгири һәрбий форма кейгән рәсимини һәмбәһирлишип, чеградики әскәрләргә риғбәт бәрди.

мәвлүт чавушоғлу фират дәрйасиниң шәрқидә башлиниш алдида турған һәрбий һәрикәттин илгири иҗтимаий таратқу бети инстаграмда һәрбий формиси билән рәсимини һәмбәһирлишти вә түркийә қисимлириға риғбәт мәнбәси болди.

намиқ камалниң вәтән нахшиси намлиқ шеиридин,

«әҗдадимиз пүтүн җаһанға тунулғандур,

тәбиитимизни өзгириду

дәп ойлап қалма һәргиз!

бу қан йәнә шу кона қандур»

дегән мисралириға өзиниң һәрбий форма кейгән рәсимини қошуп һәмбәһирләшкән мәвлүт чавушоғлуниң учурини он миңилған әгәшкүчиси тәң һәмбәһирләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر