дөләт мудапиә министирлиқи һәрбий һәрикәт тәййарлиқиниң ахирлашқанлиқини уқтурди

түркийәниң, сүрийәниң шималидики фират дәрйасиниң шәрқидә елип баридиған зәрбә бериш һәрикитиниң барлиқ тәййарлиқлирини пүткүзгәнлики билдүрүлди.

1283869
дөләт мудапиә министирлиқи һәрбий һәрикәт тәййарлиқиниң ахирлашқанлиқини уқтурди
tsk asker.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тивиттер адреси арқилиқ байанат берип, «районимизниң муқимлиқи вә хатирҗәмликигә һәссә қошуп, сүрийәликләрниң хатирҗәм йашаш муһитиға еришиши үчүн бихәтәр район / тинчлиқ каридори қуруш зөрүрдур» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, түркийә армийәсиниң түркийә чегралирида террор каридори шәкилләндүрүлүшигә қәтий йол қоймайдиғанлиқи тәкитлинип, һәрикәтниң барлиқ тәййарлиқлириниң тамамланғанлиқи билдүрүлди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң йәнә бир тивиттер учурида болса, «түркийә армийәси вәтинимизниң пүтүнлүкигә, дөлитимизниң мәвҗутлуқиға, 82 милйон хәлқимизниң аманлиқ / хатирҗәмликигә хәвп – хәтәр болуватқан террорлуқ тәшкилатилириға қарши алийҗанап милитимизниң сөйгүси, ишәнчиси вә дуасидин күч һасил қилип, <өлсәм шеһит, қалсам ғази> чүшәнчиси билән күрәш қилишқа тәййардур» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر