ирақниң шималиға һәрбий һәрикәт елип берилди
түркийә армийәсиниң ирақниң шималиға елип барған һәрбий һәрикитидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к лиқ 7 террорчи бир тәрәп қилинди.

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, түркийә армийәси тәрипидин «<пәнчә> һәрбий һәрикити» даирисидә ирақниң шималидики авашин райониға һава һуҗуми елип берилғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «қисимлиримизниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға зәрбә бериш һәрикәтлири әң йүксәк сәвийәдә давамлашмақта. (<пәнчә> һәрбий һәрикити) билән мас қәдәмдә ирақниң шималидики авашин райониға елип берилған һава һуҗумида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к лиқ 7 террорчи бир тәрәп қилинди.»
түнүгүнму ирақниң шималидики һафтанин райониға қилинған һава һуҗумида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к лиқ икки террорчи бир тәрәп қилинғаниди.
буниңдин башқа йәнә, һаққарида вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиға қарашлиқ алаһидә қисим әтрәтлири тәрипидин елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә 3 террорчи, ширнақниң җуди теғи етикигә җайлашқан йеза – қишлақлирида болса икки террорчи бир тәрәп қилинғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

чавушоғлу киродийә пирезиденти тәрипидин қобул қилинди
ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу киродийә пирезиденти зоран миланович тәрипидин қобул қилинди.

түркийә малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди
түркийә малида қораллиқ сақчи қисим нишан қилинған террорлуқ һуҗумини әйиблиди.