әрдоған: сүрийәдә әң чоң тәһдит даеш әмәс, бәлки п к к|п й д

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған сүрийәдә әң чоң тәһдитниң даеш әмәс, бәлки бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г|п к к икәнликини ейтти.

1270597
әрдоған: сүрийәдә әң чоң тәһдит даеш әмәс, бәлки п к к|п й д

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти владимир путин вә иран пирезиденти һәсән руһани билән әнқәрәдә өткүзүлгән түркийә-русийә-иран үч тәрәп йиғинидин кейин, ортақ ахбарат елан қилиш йиғини уйуштурди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған үч тәрәп йиғинида, сүрийәдә мәсилини сийасий йол билән һәл қилиш үмидини йашитидиған муһим қарарларниң елинғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

у даешқа қарши туруш нами астида террорлуқ тәшкилатлириға йардәм қилишни қобул қилғили болмайдиғанлиқини әскәртип: «сүрийәниң истиқбали үчүн әң чоң тәһдит мәнбәси п к к вә униң гумаштиси й п г|п й д|п к к» деди.

у: «бу дөләттики й п г|п й д|п к к ниң мәвҗутлуқи давам қилғансери сүрийәдә болсун йаки районимизда болсун хатирҗәмлик әмәлгә ашмайду. үч тәрәп йиғинида, сүрийә чегралиримизниң бойида террорлуқниң тәшкиллинишигә рази болмайдиғанлиқимизни билдүрдүм» деди.

у ахирқи нишанниң шималий сүрийәдә тинчлиқ каридори тәсис қилип, бу дөләтниң парчилинишиниң алдини елиш икәнликини әскәртип: «фират дәрйасиниң шәрқидики тинчлиқ каридори мусапирлар үчүнму қоғдилидиған порт болиду. дөлитимиздә панаһлиниватқан әң аз дегәндә 2 милйон сүрийәлик қериндишимизни бу районға орунлаштуруш мумкин дәп ойлаймиз. йурт-маканлириға қайтидиған сүрийәликләр үчүн йеңи туралғу районлирини тәсис қилиш мумкин. түркийә болуш сүпитимиз билән,бу мәсилидә һәр қандақ мәсулийәтни үстимизгә елишқа тәййармиз. русийә, иран вә хәлқаралиқ җәмийәтниң башқа әзалири билән сүрийәлик мусапирларниң өз ихтийари билән қайтиши үчүн бирликтә хизмәт қилишни халаймиз» деди.

иран пирезиденти һәсән руһани американиң сүрийәдә террористларни қоллаватқанлиқини билдүрүп: «америка сүрийәни парчилашқа тиришти. буни қобул қилғили болмайду» деди.

русийә пирезиденти владимир путин қобул қилинған хитабнамидә, сүрийәдә узун муддәтлик тинчлиқ үчүн маддиларниң барлиқини әскәртип: «әмди асасий қанун комитети хизмәт қилишни башлиши лазим. сүрийәни иқтисадий вә иҗтимаий җәһәттин әслигә кәлтүрүш мусаписи башланди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر