түркийә армийәси билән истихбарат идариси бирликтә һәрикәт елип барған

түркийә миллий истихбарат идариси билән түркийә армийәси 2019-йили 19-авғустта бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к қандил теғида тәлим-тәрбийә үчүн ишлитиватқан бир бинада һәрикәт елип барди.

1267591
түркийә армийәси билән истихбарат идариси бирликтә һәрикәт елип барған

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә миллий истихбарат идариси билән түркийә армийәсиниң қандил районида бирликтә елип барған һәрикәттә вәйран болған бинада, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәлим-тәрбийә үчүн ишлитиватқан бинадин қизил рәңлик тутуш буйруқи чиқирилған п к к|к җ к ниң намдики иҗраийә кеңишиниң әзаси гүлзар турали билән айалларниң намдики әң йуқири иҗраийә кеңишиниң әзаси салиһә кайтарниң барлиқи ениқланди.

турали 1993-йили террорлуқ тәшкилати п к к ға әза болған. у бир вақитта әрзинҗан-тунҗәли районида паалийәт қилған вә җәмийәтни қалаймиқан қилиш җәһәттә тәрбийәләнгән.

кайтар русийәдә паалийәт қилған. 2011-йили март ейида қандилға барған вә п к к|к җ к ниң иҗраийә кеңишигә қобул қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر