әрдоған шималий қибрис җумһурийитиниң баш министири билән көрүшти

түркийә җумһур рәиси рәJәп таййип әрдоған түркийәниң шәрқий ақдеңиздики һидро карбон қедерип тәкшүрүш паалийәтлирини қәтий давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

1257020
әрдоған шималий қибрис җумһурийитиниң баш министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған рәсмий зийарәт үчүн әнқәрәгә йетип кәлгән шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири әрсин татар билән көрүшкәндин кейин, ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

рәҗәп таййип әрдоған: «өз һәқ-һоқуқлиримизни қандақ қоғдисақ, қибрис түрклириниң шәрқий ақдеңиздики вә райондики мәнпәәтини изчил һалда охшаш ирадә билән қәтий қоғдаймиз. қибристики мәсилиниң оттуриға чиқиши вә бүгүнгичә йетип келиши, пүтүнләй румларниң мурәссәләшмәс позитсийәсидин болмақта» деди.

у шәрқий ақдеңизниң нөвәттики вәзийити үстидә тохтилип: «түнүгүн қибрис түрклириниң қенини төкүп арални қолға киргүзмәкчи болғанлар, бүгүн сийасий вә иқтисадий һуҗумлири билән охшаш мәқсәтниң пийидә йүрмәктә. қибрис рум һакимийити сәмимий вә әмәлийәтчил болуп, мурәссәләшмәкчи болғандила андин аралда һәммә күткән мәсилини һәл қилиш йоли ечилиду» деди.

у шәрқий ақдеңизда түркийәни вә шималий қибрис түрк җумһурийитини йоқ һесаблиған һәр қандақ лайиһәниң әмәлгә ашмайдиғанлиқини әскәртип: «һазирғичә йүз бәргән ишлардин савақ алмиғанлар болса, уларға керәклик савиқини бериштин һәргизму чекинмәйдиғанлиқимизни билип қелишини халаймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر