террорчиларға әҗәллик зәбә берилмәктә

һаққариниң йүксәкова наһийәсиниң йеза – қишлақлирида вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби тәрипидин елип берилған һәрбий һәрикәт давамида бир тәрәп қилинған террорчиларниң сани 4 кә йәтти.

1251596
террорчиларға әҗәллик зәбә берилмәктә

түркийә авази радийоси хәвири:ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, һаққариниң йүксәкова наһийәсиниң һәрқайси йеза – қишлақлирида вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби тәрипидин елип берилған һәрбий һәрикәт давамида бир тәрәп қилинған террорчиларниң сани 4 кә йәткән, бир данә « M-16 » типлиқ пийадиләр милтиқи, 100 данә етилдақ, 3 қол бомбиси, бир данә « AK-47 » типлиқ пийадиләр милтиқи, 2 данә күнлүк, дурбун, хатирә дәптири вә SD карти қатарлиқлар қолға чүшүрүлгән.

байанатта тәкитлинишичә, райондики террорчиларға зәрбә бериш һәрикити давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر