түркийә - әзәрбәйҗан һава каридори

түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисида биваситә һава каридори шәкилләндүрүлиду

1251091
түркийә - әзәрбәйҗан һава каридори

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләтлик һава йоллири мәйданлири баш идарисиниң башлиқи һүсәйин кәскин, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, түркийә дөләтлик һава йоллири мәйданлири баш идарисиниң узундин буйан  хәлқара пуқрави авийатсийә тәшкилати билән бирликтә түркийә айродурумлири билән әзәрбәйҗанниң нәһчиван айродуруми оттурисида биваситә учуш имканийити йаритип беридиған һава каридориниң шәкилләндүрүлүши үчүн хизмәт ишләватқанлиқини, бу хизмәтниң мувәппәқийәтлик һалда тамамланғанлиқини, бу һәқтә түзүлгән келишимгә асасән  бу каридорниң 15 – авғуст күни ишқа кириштүрүлидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «шундақ қилип, һазир иран йаки әрменийә һава тәвәликлири үстидин ишқа ашурулуватқан учушлар, түркийә – әзәрбәйҗан һава тәвәликлири оттурисида биваситә ишқа ашурулиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر