түркийә судандики тәрәпләр оттурисида келишим имзаланғанлиқини тәбриклиди
түркийә суданда вақитлиқ һәрбий кеңәш билән хәлқ бирләшмиси оттурисида ортақ өткүнчи һөкүмәт қуруш мусаписини башлайдиған асасий қанун хитабнамиси имзаланғанлиқидин мәмнунлуқ һес қилғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи суданда һәрбий кеңәш билән хәлқ бирләшмиси оттурисида асасий қанун хитабнамиси имзаланғанлиқи тоғрисида йазма байанат елан қилди.
байанатта: «дост дөләт суданда өткүнчи мәзгилниң рамкисини бәлгилигән вә муқимлиқниң орнитилишиға имканийәт йаритип беридиған асасий қанун хитабнамисиниң, һәрбий вақитлиқ кеңиши билән әркинлик вә ислаһат күчлири иттипақи вәкиллири тәрипидин имзаланғанлиқидин мәмнунлуқ һес қилдуқ» дейилди.
байанатта йәнә, бундин кейинки басқучта хәлқниң тәләплирини әмәлгә ашуридиған, хәлқ аммисиға қучақ ачқан һөкүмәтниң қурулуши вә дост дөләт суданниң балдуррақ муқимлиқни әмәлгә ашурушиниң үмид қилинғанлиқи қәйт қилинди.
түнүгүн (4-авғуст) суданда һәрбий вақитлиқ кеңиши билән өктичиләрниң бирләшмиси һесаблинидиған әркинлик вә ислаһат хитабнамиси күчлири оттурисида, дөләт ичидики сийасий киризисни ахирлаштуридиған вә ортақ өткүнчи һөкүмәтниң қурулушини башлайдиған дәсләпки асасий қанун хитабнамиси имзаланған иди. 17-авғуст (шәнбә) хитабнаминиң ахирқи нусхиси үстидә келишим имзалиниду.
тәрәпләр 2019-йили 17-ийул 39 айлиқ ортақ вақитлиқ һөкүмәтни өз ичигә алған сийасий хитабнамини имзалиған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә-америка терроризмға қарши күрәш кеңәш йиғини вашингтонда ечилди
түркийә билән америка қошма иштатлири терроризмға қарши күрәш мәсилиси бойичә кеңәш йиғини өткүзди.
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш йиғини атинада ечилди
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғини атина (афина)да өткүзүлди.