түркийә уруш айропиланлири«п к к»базилирини бомбардиман қилди

түркийә уруш айропиланлири ирақниң шималидики «п к к»базилирини бомбардиман қилди.

1239521
түркийә уруш айропиланлири«п к к»базилирини бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси тәрипидин ирақниң шималиға җайлашқан районлардики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати «п к к»ға тәвә базиларға қарши һәрбий һәрикәт елип берилди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, бу йил 27-майда башлиған «пәнчә»намлиқ һәрбий һәрикәт даирисидә ирақниң шималиға җайлашқан мәтина райониға һавадин һәрбий һәрикәт елип берилғанлиқи билдүрүлди.

һәрбий һәрикәттә «п к к »ға тәвә қоналғулар, панаһлиниш йәрлири вә қорал-йарағ искилатлириниң бомбардиман қилинғанлиқи әскәртилди.

мәмликәт ичидиму «п к к»ға қарши елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлиридә ағри вилайитидә 2, дийарбакир вилайитидә 1 болуп җәмий 3 террорчи бир тәрәп қилинди.


خەتكۈچ: #п к к , #түркийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر