нигерийәдә йәнә 4 түркийә пуқраси гөрүгә еливелинди
нигерийәдә 4 түркийә пуқраси салаһийити намәлум кишиләр тәрипидин гөрүгә еливелинди.
1239515
түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий африқа дөләтлиридин нигерийәдә 4 түркийә пуқраси салаһийити намәлум кишиләр тәрипидин гөрүгә еливелинди.
анадолу агентлиқиниң билдүрүшичә, нигерийәниң җәнубиға җайлашқан лирон вилайитидә җүмә кәчтә 4 түркийә пуқраси гөрүгә еливелинған.
түркийә пуқралириниң пул үндүрүвелиш үчүн гөрүгә еливелинғанлиқи билдүрүлгән хәвәрдә йәнә, гөрүгә еливелинғучиларни қутқузуш хизмәтлириниң елип бериливатқанлиқи билдүрүлди.
нигерийә деңиз тәвәликидә өткән һәптә қораллиқ бир түркүм зораванлар 18 түрк хадим ишләйдиған бир кемигә һуҗум қилип, 10 түркийә пуқрасини елип қачқаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

түркийәдә бүгүн 64йуқумланғучи қаза қилди
түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин64киши җенидин айрилди.