америкиниң түркийәгә тәйинлигән йеңи баш әлчиси әнқәрәгә йетип кәлди

америка қошма иштатлириниң әнқәрәгә тәйинләнгән йеңи баш әлчиси дейвид м. сатерфейлд түнүгүн түркийәгә йетип кәлди.

1234317
америкиниң түркийәгә тәйинлигән йеңи баш әлчиси әнқәрәгә йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: баш әлчиси дейвид сатерфейлдни пайтәхт әнқәрәдә америкиниң әнқәрәдә турушлуқ дипломати җефрей м.һовениер күтүвалди.

америкиниң әнқәрәдики әлчиханисидики тивиттер адресида учур тарқитип, «америка қошма иштатлириниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиликигә тәйинләнгән дейвид м. сатерфейлдниң бүгүн әнқәрәгә йетип кәлгәнликини уқтуруштин хушаллиқ һес қилмақтимиз. түркийәгә хуш кәлдиңиз!» дегәнләрни қәйт қилди.

америка пирезиденти доналд трамп, 2017 – йили вәзипә өтәшкә башлиғандин кейин, шу йили ичидә түркийәдики вәзипә өтәш муддити тошқан америкиниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси җон басни афғанистанда турушлуқ баш әлчиликкә тәйинлигәниди.

бас әнқәрәдин кәткәндин кейинки бир йерим йилға йеқин вақиттин буйан түркийәәә баш әлчи тәйинләнмигәниди.

трамп, аридин бир йерим йил өткәндин америкиниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиликигә дейвид сатерфейлдни намзат көрситидиғанлиқини уқтурғаниди.

америка палатаси 28 – ийунда дейвид сатерфейлдниң баш әлчилик вәзиписини тәстиқлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر