түркийә нигерда йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә, нигерниң мали чеграсидики инатес шәһиридә һәрбий қисимға қарши садир қилинған террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

1229070
түркийә нигерда йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, нигерниң ғәрбий қисмиға җайлашқан тиллабери райониниң инатес базиридики һәрбий қисимларни һуҗум нишани қилған өзини қошуп партлитиш характерлик һуҗумда көп санда адәмниң җенидин айрилғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тепилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, «бу террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз, қериндаш негир хәлқигә вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз, җенидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

нигерниң мали чеграсидики армийә қараргаһиға йеқин җайға бомба орунлаштурған террорчиларниң, икки аптомобилни вәйран қилип ташлиғанлиқи вә әскәрләрни оққа тутқанлиқи, вәқәдә 18 әскәрниң җенидин айрилғанлиқи, 4 әскәрниң из – дерикиниң йоқлуқи билдүрүлгәниди.

нигерниң мали чеграсиға бир қанчә километир келидиған җайдики тиллабери райониниң тонго – тонго шәһиридә чарлаш елип бериватқан 52 кишилик һәрбий қисим май ейидиму террорчиларниң һуҗумиға учриған, вәқәдә 29 әскәр җенидин айрилғаниди.

негир армийәси, дөләтниң ғәрбидә даеш вә әлқаидә билән четишлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш қилмақта.

йәнә бир тәрәптин районда терроризмға қарши күрәш дегән намда фирансийәниң 4 миңдин артуқ әскири вәзипә өтимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر