әрдоған макронниң сөзлиригә наразлиқ билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «S-400» башқурулидиған бомба һава мудапиә системилирини келәр ай тапшуруп елишқа башлайдиғанлиқини билдүрди.

1224886
әрдоған макронниң сөзлиригә наразлиқ билдүрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис шундақла адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң рәиси рәҗәп таййип әрдоған партийәсиниң бүйүк милләт мәҗлиси (парламент) дики гуруппа йиғинида нутуқ сөзлиди.

әрдоған нутуқида, «русийәгә закас қилған <S-400> башқурулидиған бомба һава мудапиә системилирини иншааллаһ алдимиздики айда тапшуруп елишни башлаймиз. <S-400> мәсилиси бивастә өз - өзимизгә хоҗайинлиқ һәқ һоқуқлиримизға мунасивәтликтур вә шу вәҗидин арқиға йанмаймиз» деди.

шәрқий ақ деңизда нефит вә тәбиий газ қидирип тәкшүрүш палийәтлири үстидиму тохтилип, «гиретсийә баш министириниң немә дейишидин қәтий нәзәр, бизниң у йәрдә һәқлиримиз бар. һәққимизни қоғдаш намидин һәм нефит вә тәбиий газ издәш парахотлиримиз һәмдә қидириш парахотлиримиз паалийәтлирини двамлаштуриду» деди.

фирансийә пирезиденти макронниң шәрқий ақ деңизға алақидар байанатлириға наразилиқ билдүргән әрдоған, «фирансийә! сениң бу һәқтә сөз қилиш һоқуқиң йоқ. бу деңиз тәвәлики һәққидә әшу район ичидә болғанларниң сөз қилиш һәққи болиду. қибрис мәсилисигә кәлсәк, бу йәрдә сақ 3 капаләтчи дөләт бар. түркийә, гиретсийә вә әнглийә. мана шулар сөз қилса болиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر