әрдоған таҗикистандики рәһбәрләр йиғинида нутуқ сөзлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қуддуста йеңидин «әмди шундақ боп қапту» ларни йаритишқа урунушни қәтий рәт қилидиғанлиқини ейтти.

1218941
әрдоған таҗикистандики рәһбәрләр йиғинида нутуқ сөзлиди

 

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған таҗикистанда өткүзүлгән 5нөвәтлик асийа һәмкарлиқи вә бихәтәрликини ашуруш кеңиши йиғинида нутуқ сөзлиди. 

әрдуған нутуқида, һазирқи дунйада түзүм әмәс, бәлки түзүмсизликниң һаким орунға өткәнликини билдүрүп, «қошинимиз сурийәдә урушниң ахирилишиши вә муқимлиқниң ишқа ашурулуши үчүн қолимиздин келишичә тиришчанлиқ көрситиватимиз. сүрийәниң кәлгүсигә тәһдит болуватқан даеш, п к к/ й п г террорлуқ тәшкилатлириға қарши чегра һалқиған һәрикәтлиримиз арқилиқ еғир зәрбиләрни бәрдуқ» деди.

әрдуған америка қатарлиқ бәзи ғәрб дөләтлириниң сүрийәдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ға бәргән йардәмлирини алаһидә тәкитләп, «бир террорлуқ тәшкилатиниң қоли арқилиқ йәнә бирини йоқутуш сийасәтлириниң йетип баридиған нуқтиси техиму көп қан, техиму көп ишғалийәт, техиму көп зулум вә техиму көп көз йеши болиду» деди. 

әрдоған американиң қуддусни исраилийәниң пайтәхти дәп етирап қилиш қарариға наразилиқ билдүрүп, «қуддуста йеңидин <әмди шундақ боп қапту> ларни йаритишқа урунушни қәтий рәт қилимиз» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر