чавушоғлу әрбилдә зийарәттә болди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, ирақ корд районлуқ һөкүмити башлиқлиқиға сайланған нәчирван барзани билән көрүшти.

1215549
чавушоғлу әрбилдә зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: нәчирван барзаниниң қәсәм бериш мурасимиға иштирак қилиш үчүн әрбилгә барған мәвлүт чавушоғлу, әрбил хәлқара айродурумида нәчирван барзани, түркийәниң бағдадта турушлуқ баш әлчиси фатиһ йилдиз вә башқа әмәлдарлар тәрипидин қарши елинди.

чавушоғлу айродурумда барзани билән көрүшти.

мәвлүт чавушоғлуниң әрбилдә ирақ пирезиденти бәрһәм салиһ, ирақ корд районлуқ һөкүмити хәвпсизлик агентлиқи башлиқи мәсрур барзани, ирақ түркмән фиронти башлиқи әршат салиһ биләнму көрүшүши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر