чавушоғлу җиддәдә ийорданийә вә сенегал ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, сенегал вә ийорданийә ташқи ишлар министирлири билән көрүшти.

1210905
чавушоғлу җиддәдә ийорданийә вә сенегал ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридә чақирилған ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғини даирисидә сенегал ташқи ишлар, қошумчә дийаспора ишлириға мәсул министири амадоу ба вә ийорданийә ташқи ишлар министири әймән сәфәди билән көрүшти.

министир чавушоғлу йиғин ечилған қурултай сарийида өткүзүлгән айрим учришишлири тоғрисида иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адресида учур ортақлашти.

ийорданийә билән сода вә иқтисад һәмкарлиқни күчәйтидиған йеңи бир келишим түзүшкә тәййарлиқ қиливатқанлиқлирини билдүргән чавушоғлу, «2020 – йили өзара мәдәнийәт йили сүпитидә тәбриклинишини халаймиз» деди.

чавушоғлу сенегаллиқ мәнсәпдиши амадоу билән өткүзгән учришиши тоғрисида болса, «җумһур рәислиримиз (рәҗәп таййип әрдоған – макй сал) бекиткән 400 милйон долларлиқ түркийә – сенегал сода һәҗимигә йәттуқ. бу санни техиму ашуримиз. мудапиә санаити, мәдәнийәт вә маарип саһәлиридиму һәмкарлиқимизни күчәйтишни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر