й т б башлиқи абдуллаһ әрән германийәдики түркләр билән көрүшти

түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргини (й т б) башлиқи абдуллаһ әрән, түнүгүн хәлқара демократлар бирликиниң германийәниң мийунхен шәһиридә өткүзүлгән иптар паалийитидә түркийә пуқралири билән көрүшти.

1208395
й т б башлиқи абдуллаһ әрән германийәдики түркләр билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: абдуллаһ әрән түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргини тәрипидин түркийәдә оқуватқан 170 кә йеқин дөләттин кәлгән миңларчә оқуғучиға оқуш мукапат пули бериливатқанлиқини билдүрди.

әрән, бу оқуғучиларниң арисидики сербийәлик оқуғучиларниң тәтил мәзгилидә йавропадики түркләргә йардәмчи болидиғанлиқини әскәртти.

бу йил тунҗи қетим сербийә чегралирида түрк сақчи формилирини кийгән хадимларниң вәзипә өтәйдиғанлиқини билдүргән әрән, «бу тәтилдә түркийәдә сайаһәт қилидиған йавропалиқ түркләргә сербийә чеграсида үчтин түрк сақчиси вә түркчә – сербчә билидиған хәлқаралиқ оқуғучилар болиду» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргининиң 2010 – йили җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң баш министирлиқи мәзгилидә қурулғанлиқини вә чәт әлдики түркләргә көңүл бөлүшкә башлиғанлиқини билдүргән әрән, «түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргини үч асасий саһәдә паалийәт елип бериватимиз. буларниң әң муһими чәт әлдики пуқралиримиз вә уларниң сақлиниватқан мәсилилиригә көңүл бөлүш. йавропадики түрк мәвҗудийити нурғун доел елан қилишларға қарши туруп күрәш қилишқа тиришмақта. йавропадики түркләрниң өз күчигә тайинип қәд көтүрүп туридиған вә ана вәтәнгиму сийасий вә иҗтимаий җәһәттин һәссә қошидиған күчлүк бир қурулмиға игә болуши үчүн биз немә иш қилишимиз керәк? биз бир орган болуш сүпитимиз билән мушу йолда хизмәт қиливатимиз. оргинимизниң тонулушини техиму күчәйтишкә тиришмақтимиз» деди.

чәт әлләрдики түркләрниң саниниң нурғун кичик дөләтләрниң нопусидин көп икәнликигә ишарәт қилған әрән, «бу пуқралиримизниң мәсилилирини һәл қилиш үчүн һәм органлар һәм министирлар дәриҗисидә хизмәт қиливатимиз.» деди.

түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргини башлиқи әрән, мәзкур хизмәтләр җәрйанида кишилик һоқуқ бойичиму тәрбийләш курслирини ачқанлиқлирини тәкитләп өтти.

мийунхенда өткүзүлгән иптарға мийунда турушлуқ баш консул мәһмәт гүнай вә 250 әтрапида меһман қатнашти.

түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргини башлиқи абдуллаһ әрән, иптардин кейин у йәрдики иҗтимаий күчләр башқурушидики органларниң вәкиллири билән көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر