оқтай зелениский билән көрүшти

җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай украина пирезиденти виладимир зелениски билән көрүшти.

1205066
оқтай зелениский билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезидентлиқ мәһкимиси ишханисидики учришишта, җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай виладимир зеленискиниң сайлам ғәлибисини тәбриклиди.

оқтай, түркийәниң, қиримниң русийә тәрипидин қошувелиниши мәсилисигә сәзгүр қарайдиғанлиқини тәкитлиди.

түркийә – украина мунасивәтлирини барлиқ саһәләр бойичә раваҗландурған һалда давамлаштуруш мәсилисидә бирдәклик һасил қилинған учришишта, икки дөләтниң 10 милйард долларлиқ сода һәҗимини қолға кәлтүрүш үчүн түркийә – украина әркин сода келишиминиң алдимиздики мәзгилдә имзалиниши қарар қилинди.

оқтай, йеңи пирезидент виладимир зеленискиниң қәсәм бериш мурасимиға иштирак қилиш үчүн украинаға кәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر