түркийә америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға җаваб қайтурди

түркийә шәрқий ақдеңиз тәвәликидики бурғилаш ишлири тоғрисида байанат елан қилип, америка ташқи ишлар министирлиқиниң түнүгүн (5-май) ки байанатиниң һәқиқәткә уйғун әмәсликини билдүрди.

1196006
түркийә америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи американиң шәрқий ақдеңизда давам қиливатқан бурғилаш ишлири һәққидә елан қилған байанатиға җаваб қайтурди.

ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, американиң румлар игилик һоқуқи барлиқини илгири сүрүватқан бир җайға нисбәтән күчкә игә чәклимә қойуш келишими бардәк түркийәгә чақириқ қилишиниң, мәсилини һәл қилидиған вә хәлқаралиқ қанунға уйғун қараш әмәслики тәкитләнди.

байанатта, җәнубий қибрис рум һакимийитиниң район дөләтлири билән түзгән мустәқил иқтисадий район чәклимә келишимлириниң, һәм түркийә һәмдә қибрис түрклири үчүн күчкә игә әмәслики билдүрүлди.

түркийәниң райондики деңиз тәвәликини хәлқаралиқ җәмийәткә уқтурғанлиқи вә б д т ниңму ройхәткә алғанлиқи хатирилитилгән байанатта: «райондики мунасивәтлик саһил дөләтлири оттурисида хәлқаралиқ қанун пиринсиплири бойичә һәқиқәткә тайанған чәклимә келишимлири техи түзүлмиди. әһвал мушундақ туруп, үчинчи тәрәпләрниң өзини худдий хәлқаралиқ сотниң орниға қойуп, деңиз чеграсиниң қәйәрдин өтидиғанлиқини бәлгиләш урунушлирини қобул қилғили болмайду. бу нуқтидин ейтқанда, американиң румлар игилик һоқуқи барлиқини илгири сүрүватқан бир җайға нисбәтән күчкә игә чәклимә қойуш келишими бардәк түркийәгә чақириқ қилишиниң, мәсилини һәл қилидиған вә хәлқаралиқ қанунға уйғун қараш әмәс» дейилди.

байанатта, түркийәгә тәвә деңиз тәвәликидә бурғилаш парахотлириниң паалийитини қәтийлик билән давамлаштуридиғанлиқи әскәртилип, мундақ дейилди:

«охшаш шәкилдә, рум тәрәп аралниң баравәр шерики һесаблинидиған қибрис түрклирини, һидро карбон мәнбәлири мәсилисидә қарар чиқириш механизмиға дахил қилмиғичә йаки өз алдиға һидро карбон тбурғилаш паалийәтлирини ахирлаштурмиғичә, түркийә қибрис түрклириниңдеңиз тәвәликидики һәқ-һоқуқлирини давамлиқ қоғдайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر