түркийә һиндистан сақчилириға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә һиндистан сақчилириға бомбилиқ һуҗум қилиш қилмишини әйиблиди.

1193918
түркийә һиндистан сақчилириға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, «һиндистанниң маһараштра өлкисидә сақчилар олтурған аптобосқа қилинған һуҗумида көп санда адәмниң җенидин айрилғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тепилди. һуҗумни әйибләймиз, һуҗумда һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлири билән һиндистан хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

һиндистанниң ғәрбий қисмиға җайлашқан маһараштра өлкисидә түнүгүн алаһидә һәрикәт сақчилири олтурған бир минибус өтүватқан әснада йолға алдин орунлаштурулған бомба партлап, 15 сақчи билән бир пуқра җенидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر