ирақниң шималиға һава һуҗуми елип берилди
ирақниң шималий қисмиға елип берилған һава һуҗумлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к нишанлири йәр билән йәксан қиливетилди.
1192497

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, түркийә армийәси тәрипидин ирақниң шималий қисмиға җайлашқан гара, һақуруқ вә авашин – басйан районлириға елип берилған һава һуҗумлирида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң қорал - йарағ һәм оқ - дора искилатлири, панаһ җайлири вә увилиридин тәшкил тапқан нишанлар йәр билән йәксан қиливетилгән.