түркийә-иран оттурисида сийасий музакирә йиғинлири өткүзүлиду

түркийә билән иран ташқи ишлар министирлири оттурисида сийасий музакирә йиғинлириниң уйуштурулидиғанлиқи билдүрүлди.

1191705
түркийә-иран оттурисида сийасий музакирә йиғинлири өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи түркийә билән иран оттурисидики сийасий музакирәләр рамкисида, муавин ташқи ишлар министири сәдат өнал билән иран муавин ташқи ишлар министири аббас арақчи башчилиқидики һәйәтләрниң, әтә (30-апрел) пайтәхт әнқәрәдә музакирә йиғини өткүзидиғанлиқини елан қилди.

музакирә йиғинлирида, икки тәрәп мунасивәтлириниң муһакимә қилинидиғанлиқи, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр үстидә өзара пикир алмаштурулидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

иран ташқи ишлар министири җәвад зариф 17-апрел (чаршәнбә) күни әнқәрәни зийарәт қилған болуп, у зийаритидә, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر