әрдоған лукашенко билән қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған беларусийә пирезиденти александир лукашенко билән қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

1184748
әрдоған лукашенко билән қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән әрдоғанниң тәклипигә бинаән түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған беларусийә пирезиденти александир лукашенко, җумһур рәислик сарийида айрим вә һәйәтләр ара учришишлардин кейин қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

учришишларда икки дөләт оттурисидики сийасий, һәрбий, иқтисадий, сода вә мәдәнийәт қатарлиқ мәсилиләр һәққидә кәң даирилик музакирә елип барғанлиқлирини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «учришишларда буниңдин кейин ташлинишқа тегишлик қәдәмләр һәққидә өзара пикир алмаштурдуқ, түркийә – беларусийә оттурисидики сода омумий соммисини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш тоғрулуқ сөһбәт елип бардуқ, бу даиридә 6 түрлүк келишим имзаланди. 2016 – йили икки дөләтниң нишани сода омумий соммисини 1 милйард долларға йәткүзүш иди. әмма бу нишанға техичә йетәлигинимиз йоқ, учришишлиримизда бу нишанни бойлап қәдәм ташлашниң зөрүрлүкини тәкитлидуқ, һазирқи нишанимиз болса икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисини 1 йерим милйард долларға йәткүзүштур. әслидә түркийә билән беларусийә бу нишанға йетиш имканйәтлиригә игә.»

беларусийәдә түрк мәдәнийити вә түрк тилиға болған қизиқишниң, беларусийәлик сайаһәтчиләр әң көп сайаһәт қилидиған дөләтләрдин бириниң түркийә болушиниң өзлиригә нисбәтән толиму хушаллинарлиқ иш икәнликини қәйт қилған әрдоған, мундақ деди: « 2016 – йили 113 миң беларусийәлик сайаһәтчи дөлитимизни зийарәт қилғаниди,  визисиз сайаһәт сайисида бу рәқәм 2018 – йили 245 миңға йәтти.»

игилинишичә, қошма ахбарат елан қилиш йиғини һарписида җумһур рәис әрдоған билән беларусийә пирезиденти александир лукашенкониң иштирак қилишида икки дөләт оттурисида 6 түрлүк келишим имзалаш мурасими өткүзүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر