африндин қайғулуқ хәвәр кәлди

сүрийәдә «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити районида 31 – март күни террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириниң  шрапнел атидиған зәмбирәк арқилиқ қилған һуҗумида йариланған бир әскәр давалиниватқан дохтурханида шеһит болди.

1180772
африндин қайғулуқ хәвәр кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи ахбарат васитилири башқармиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити районида  31 – март күни террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириниң  шрапнел атидиған зәмбирәк арқилиқ қилған һуҗумида йариланған бир әскәр давалиниватқан дохтурханида шеһит болғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бизни чоңқур қайғуға ташлиған бу вәқәдә һайатидин айрилған әзиз шеһидимизға аллаһ тааладин рәһмәт, аилисигә, түркийә армийәсигә вә түркийә хәлқигә сәвр - тақәт тиләймиз һәм тәзийә билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر