сайламниң ахирқи ғәйри рәсмий нәтиҗилири

йәрлик сайламниң ахирқи ғәйри рәсмий нәтиҗилири

1174781
сайламниң ахирқи ғәйри рәсмий нәтиҗилири

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә миқийасида түнүгүн өткүзүлгән сайламларда партийәләр тәрипидин қурулған иттипақларниң нәтиҗиси алаһидә гәвдилик болди.

түркийә миқийасида өткүзүлгән йәрлик сайламда адаләт вә тәрәққийат партийәси вә милләтчи һәрикәт партийәси тәрипидин қурулған җумһур иттипақиниң нәтиҗиси көринәрлик болди.

 адаләт вә тәрәққийат партийәси вә милләтчи һәрикәт партийәси тәрипидин қурулған җумһур иттипақи %51.63 авазға еришти.

сайламда җумһурийәт хәлқ партийәси вә ийи партийә тәрипидин қурулған милләт иттипақи болса %37.55 авазға еришти.

авазларниң тарқилиш нисбити төвәндикичә:

адаләт вә тәрәққийат партийәси %44.32, җумһурийәт хәлқ партийәси %30.10, ийи партийә %7.45, милләтчи һәрикәт партийәси 7.31, хәлқләрниң демократик партийәси %4.24 авазға еришти. башқа партийәләр болса %6.58 авазға еришти.

үч чоң шәһәрдә сайлам нәтиҗиси төвәндикичә:

әнқәрә

җумһур иттипақи (адаләт вә тәрәққийат партийәси-милләтчи һәрикәт партийәси): %47,10

милләт иттипақи (җумһурийәт хәлқ партийәси-ийи партийә): %50,90

истанбул

җумһур иттипақи (адаләт вә тәрәққийат партийәси-милләтчи һәрикәт партийәси): %48,51

милләт иттипақи (җумһурийәт хәлқ партийәси-ийи партийә): %48,79

измир

җумһур иттипақи (адаләт вә тәрәққийат партийәси-милләтчи һәрикәт партийәси): %38,67

милләт иттипақи (җумһурийәт хәлқ партийәси-ийи партийә): %58,06



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر