түркийә америкиниң голан төпиликлири тоғрисидики қарарини қаттиқ әйиблиди

түркийә, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң, исраилийәниң голан төпиликлиридики игилик һоқуқини етирап қилиш қарарини қаттиқ әйиблиди.

1170761
түркийә америкиниң голан төпиликлири тоғрисидики қарарини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, «америка қошма иштатлири һөкүмитиниң, исраилийә тәрипидин 1967 – йилидин буйан ишғал қилип турулуватқан голан төпиликлири үстидики исраилийә игилик һоқуқини етирап қилиш қараридин әпсусландуқ вә уни қаттиқ әйибләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, башта б д т  хәвпсизлик кеңишиниң 497 - номурлуқ (1981-йил) болуп, хәлқара қанун еғир дәпсәндә қилинған бу қарарниң, америка һөкүмитиниң оттура шәрқтә мәсилини һәл қилишниң әмәс, бәлки мәсилиниң бир парчиси болуш йолидики позитсийәсини давамлаштуруватқанлиқини намайан қилғанлиқи әскәртилди.

байанатта йәнә, «мәзкур қарар, сүрийәниң вә пүткүл район дөләтлириниң земин пүтүнликигә әһмийәт беридиған дөлитимиз вә хәлқара җәмийәтниң мәсулийәтчан әзалириға нисбәтән пүтүнләй инавәтсиздур. исраилийәниң хәлқара қанунға хилап қилмишлирини биһудә шәкилдә қанунийлаштурушқа урунуп, районни техиму еғир муқимсизлиққа иттиришниң орниға, б д т әһдинамисидә көрситилгән асасий пиринсипларға вә б д т  хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға бойсунуш, хәлқара җәмийәтниң барлиқ әзалириниң түп мәсулийитидур» дегән ибариләргә орун берилди.

америка пирезиденти доналд трамп түнүгүн «америка қошма иштатлириниң, исраилийәниң голан төпиликлиридики игилик һоқуқини рәсмий етирап қилғанлиқи» ни мәзмун қилған бир қарарнамәни имзалиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر