түркийә мозамбикқа йардәм қилди

түркийә кәлкүн апитигә учриған африқа дөләтлиридин мозамбикқа йардәм қилди.

1169703
түркийә мозамбикқа йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә боран-чапқун апитигә дуч кәлгән мозамбикқа йардәм қилди.

апәт вә җиддий әһвалларға тақабил туруш башқармиси тәрипидин тәшкилләнгән түркийә йардәм орунлири хадимлири йардәм буйумлири йәткүзүш вә издәш-қутқузуш хизмәтлиригә қатнишиш мәқситидә, боран-чапқун вә кәлкүн апитигә дуч кәлгән мозамбикқа йетип кәлди.

йардәм орунлири хадимлири түркийәниң мозамбик әлчиси зәйнәп қизилтан вә мозамбик мәсуллири тәрипидин күтүвелинди.

әлчи қизилтан африқада мәйданға кәлгән идай боран-чапқуни кәлтүрүп чиқарған апәтниң мозамбикқа еғир зийанларни елип кәлгәнликини ейтти.

қизилтан түркийәниң мозамбиккә йардәм қилған асаслиқ дөләтләрдин бири икәнликини ейтип, дәсләпки қәдәмдә түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи тәрипидин 600 аилә үчүн йардәм буйумлири тәййарланғанлиқини билдүрди.

түркийә йардәм орунлири  хадимлири мапутодә йардәм хизмәтлирини тамамлиғандин кейин, апәт әң еғир зийан салған берийа шәһиригә йетип кәлди.

җәнубий африқа дөләтлиридин мозамбик, зимбабве вә малавидә қатарлиқ дөләтләрдә өткән һәптә мәйданға кәлгән боран-чапқун вә шиддәтлик һөл-йеғин кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апити түпәйли қаза қилғанларниң саниниң 700гә йәткәнлики билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر