әрдоған «мәрһаба қериндишим»намлиқ сәпәрвәрлик паалийитини қоллиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йеңи зеландийәдә җамәләргә қаритилған террорлуқ һуҗумлириға қарши елип берилған «мәрһаба қериндишим»намлиқ сәпәрвәрлик паалийитини қоллиди.

1169374
әрдоған «мәрһаба қериндишим»намлиқ сәпәрвәрлик паалийитини қоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, йеңи зеландийәдә җамәләргә қаритилған террорлуқ һуҗумлириға қарши елип берилған «мәрһаба қериндишим»намлиқ сәпәрвәрлик паалийитини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

йеңи зеландийәдә икки җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумида җенидин айрилған давуд нәбиниң ахирқи қетим дегән « Hello Brother » йәни «мәрһаба қериндишим»сөзи,  ислам дүшмәнликигә қарши күрәшниң символиға айланди.

«т р т дунйа»телевизийә қанилиниң, давуд нәбиниң бу сөзигә асасән тәййарлап чиққан видеоси иҗтимаий таратқуларда тарқитилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму твиттер адресидин т р т дунйа телевизийә қанили тәрипидин тәййарланған видеони «салам қериндишим»дегән мәвзу астида ортақлашти.

йеңи зеландийәниң чристчерч шәһиридики әл нор вә линвуд җамәлиригә 15-март җүмә күни қилинған террорлуқ һуҗумида 50 адәм өлүп 50 адәм йариланғаниди.

йеңи зеландийә муавин баш министири винстон петерс, қанлиқ һуҗумни садир қилған террорчиниң һайатиниң қалған қисмини түрмидики айрим камерда өткүзидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر