әрдоған хәлқни ирқчилиққа қарши турушқа чақирди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанн ирқчилиқ һадисисиниң пүткүл инсанийәткә зийан селиватқанлиқини билдүрүп, һәммә адәмни ирқчилиққа қарши турушқа чақирди.

1168551
әрдоған хәлқни ирқчилиққа қарши турушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дунйа миқийасида баш көтүргән ирқчилиқ һадисисиниң мусулманларғила әмәс мусәвиләр, асийалиқлар, ромәнләр вә африлиқларғиму зийан селиватқанлиқини билдүрүп, һәммә адәмни ирқчилиққа қарши турушқа чақирди.

җумһу рәис рәҗәп таййип әрдоған, истанбулда өткүзүлгән ислам һәмкарлиқ тәшкилати ташқи ишлар министирлири сәвийәсидә чақирилған җиддий һаләт иҗраийә комитети йиғинида сөз қилди.

йеңи зеландийәдә 15-март җүмә күни мәйданға кәлгән террорлуқ вәқәси үстидә тохталған әрдоған, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң ислам дунйаси билән пүткүл инсанийәтниң келәчиликигә тәһдит елип келидиған вәқәләргә сүкүт қилмайдиғанлиқини ейтти.

әрдоған: җүмә намизи әснасида мәйданға келип 51 қериндишимизниң җениға замин болған вә 47 қериндишимизниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған террорлуқ һуҗуми адәттики һуҗум әмәс. бу вәқәниң тегидә өчмәнлик, азғунлуқ вә инкарчилиқ қатарлиқ йаман илләтләр йатиду. дунйа миқийасида баш көтүрүватқан ирқчилиқ һадисиси мусулманларғила әмәс мусәвиләр, асийалиқлар, ромәнләр в африқилиқларғиму зийан салмақта, бундақ қанлиқ вәқәниң йүз бәрмәслики вә җамәләрниң қанға бойалмаслиқи үчүн мәйданимизни рошән қилишимиз керәк, деди.

бундақ вәқәләргә қәтий сәл қарашқа болмайдиғанлиқини ейтқан әрдоған мундақ деди: «иҗимаий илләтләрни көрмәсликкә салсақ буларни һәл қилалмаймиз, мәсилиләрдин қечип, өзимизни далдиға алсақ мәсилиләрни һәл қилип болалмаймиз. бизгә вә пүткүл инсанийәткә тәһдит елип келиватқан мәсилиләргә сүкүт  қилип туралмаймиз. биз мәсилиләргә сәл қарисақ мәсилиләр барғанчә еғирлишип маңиду.»

даеш, әш-шәбаб, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиға охшаш йеңичә-натсист тәшкилатлириниңму террорлуқ тәшкилати тизимликигә киргүзүлүши керәкликини ейтқан әрдоған: дунйада ислам дүшмәнлики барғанчә күчийиватиду, мусулманларға өчмәнлик хаһиши күчийиватиду, бу мәсилә сийасәт, иҗтимаий тәшкилат, тәтқиқат лайиһәлириниң тәтқиқат нишанидин аллибурун чиқип кәтти. бу тәһдит хәвпсизлик тармақлири, дөләт әрбаблири вә кочидики пуқраларниң мәсилисидур, деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر