әрдоған йеңи зеландийәдики һуҗум тоғрисида вашингтон почтисиға мақалә йазди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, йеңи зеландийәдә 50 мусулманни қәтл қилған террорчиниң аталмиш хитабнамисидә түркийә вә өзини уда бир қанчә қетим тилға елишиниң йошурун мәниләргә игә икәнликини ейтти.

1166956
әрдоған йеңи зеландийәдики һуҗум тоғрисида вашингтон почтисиға мақалә йазди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған америкида чиқидиған вашингтон почтиси гезитиға «йеңи зеландийә террорчиси вә даешниң рәхти охшаштур» сәрләвһиси астида бир парчә мақалә йазди.

йеңи зеландийәниң кристчорч шәһиридә йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирида 50 бигунаһ инсанниң шеһит болғанлиқини әскәрткән әрдоған, җүмә намизи өтәш үчүн шу җайдики җамәләргә топланған онларчә мусулманниң һуҗумдин йаридар һаләттә қутулуп қалғанлиқини әслитип өтти.

җинайәтни садир қилған қоралларда вә террорчиниң интернетта елан қилған аталмиш хитабнамисидә нурғун тарихий мәсилиләрниң тилға елинғанлиқиға ишарәт қилған әрдоған, «террорчиниң түркийә вә мени бир қанчә қетим тилға елиши һәм йошурун мәнигә игә һәм алаһидә диққәтни мәркәзләштүрүш зөрүр болған бир нуқтидур» дегән ибариләрни ишләтти.

әрдоған, җинайәт җавабкариниң дунйа тарихини вә хиристийанлиқ етиқадини бурмилап, азғун қарашлирини йоллуқлаштурушқа урунғанлиқини тәкитләп, «инсанларниң арисиға өчмәнлик уруқлирини чечишқа урунди. өтмүштә қанчә қетим террорниң дини, тили йаки ирқи болмайдиғанлиқини тилға алған бир лидир болуш сүпитим билән, өткән һәптә йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирини хиристийан тәлиматлириға, әхлақиға йаки пиринсиплириға четип изаһлашқа урунуштәк һәр түрлүк тиришчанлиқни рәт қилимән. йеңи зеландийәдә йүз бәргән ишларға пәқәт наданлиқ вә өчмәнликниң зәһәрлик поқиқи дәп қарашқа болиду» деди.

җумһур рәис әрдоған мақалисини давамлаштуруп, «миллитимиз, тарихниң террорчилар тәрипидин бурмилинишини тунҗи қетим бу вәқә арқилиқ көрмиди. тарихни ашқун идеологийәләр пәнҗирисидин шәрһләйдиған вә көп санлиқи мусулман миңларчә пуқраниң қатили болған даеш террорлуқ тәшкилати, йеқинқи йилларда <истанбулни қайтидин пәтһи қилиш> үчүн чақириқ қилди. бу чақириқ, кирстчорч һуҗумчисиниң хитабнамисидә орун алған <шәһәрни йәнә бир қетим хиристийанлаштуруш> сөзигә охшап кетиду. даешму түркийә җумһурийитини йоқитип ташлашқа қәсәм қилғаниди, түрк әскириниң сүрийәдә террорлуқ тәшкилатиға бундақ еғир зәрбә беришиниң сәвәблириниң бири бу иди. шуңа йеңи зеландийәдә бигунаһ инсанларниң җениға замин болған қатил билән түркийә, фирансийә, һиндонезийә вә башқа җайларда террорлуқ һуҗумлирини садир қилғанлар арисида қәтий шәкилдә һечқандақ пәрқ йоқлуқи йәкүнини чиқиришимиз лазим» дегәнләрни қәйт қилди.

кристчорч қәтлиамидин кейин ғәрбниң йәлкисигә чүшкән бәзи мәсулийәтләрниң барлиқини әскәрткән әрдоған, ғәрб җәмийәтлири вә һөкүмәтлириниң ирқчилиқ, чәт әллик өчмәнлики вә исламофобийаға охшаш йеқинқи йилларда әвҗ елип кәткән идеологийәләрниң нормаллишип қелишиға йол қоймаслиқи керәкликини тәкитлиди вә «ғәрблик лидирларниң, йеңи зеландийә баш министири һөрмәтлик җасинда ардернниң җасарити, лидирлиқи вә сәмимийитидин савақ елип, өз дөләтлиридә йашаватқан мусулманларни бағриға бесиши керәк» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر