түркийә һиндонезийәдики су вә йәр көчүш апәтлиридә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи һиндонезийәдә су вә йәр көчүш апәтлиридә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди.

1166679
түркийә һиндонезийәдики су вә йәр көчүш апәтлиридә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «һиндонезийәниң папуа өлкисигә қарашлиқ җайапура районидики қара йамғур вә йәр көчүш апәтлириниң нурғун кишиниң җениға замин болғанлиқи һәм маддий зийан кәлтүрүп чиқарғанлиқидин хәвәр тапқандин кейин, толиму әпсусландуқ. апәтләрдә һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, дост вә қериндаш дөләт һиндонезийә хәлқигә  тәзийә билдүримиз.»

һиндонезийәниң шәрқидики папуа өлкисидә қара йамғур  кәлтүрүп чиқарған су вә йәр көчүш апәтлиридә 89 киши һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر