түркийә һәйити йеңи зеландийәдики мусулманлардин һал сораш үчүн кирстчорч шәһиригә йетип барди

муавин җумһур рәис фуат октай вә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу йеңи зеландийәдә түнүгүн икки җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумидин кейин мусулманлардин һал сораш үчүн йеңи зеландийәниң кирстчорч шәһиригә йетип барди.

1164952
түркийә һәйити йеңи зеландийәдики мусулманлардин һал сораш үчүн кирстчорч шәһиригә йетип барди
oktay-cavusoglu2.jpg
oktay-cavusoglu1.jpg

 

түркийә авази радийоси хәвири: 50 кишиниң җениға замин болған террорлуқ һуҗумида йаридар болған зәкәрийа туйанниң дадиси вә қериндишиму террорлуқ һуҗумидин кейин йеңи зеландийәгә қарап йолға чиққан муавин җумһур рәис фуат октай вә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу олтурған айропиланда бирликтә иди.

муавин җумһур рәис фуат октай вә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу айропиланда қурбанниң аилисидин һал сорди вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң саламини йәткүзди. 

фуат октай билән мәвлүт чавушоғлу вәқәдин қаттиқ азабланғанлиқини билдүрүп, түркийә дөлитиниң йаридарларниң әһвалини йеқиндин тәқиб қиливатқанлиқини вә һәр түрлүк имканийәтләрни йаритип бәргәнликини билдүрди.

түркийә һәйити истанбулдин кирстчорч  шәһиригә бериш үчүн тәхминән 19 йерим саәтлик бивастә айропилан сәпири қилди. бу учуш дунйа аммивий ависатсийә тарихиниң әң узун бивастә учуши болуп тарихтин орун алди.

фуат октай билән мәвлүт чавушоғлуни түркийәниң велинтонда турушлуқ баш әлчиси әһмәт әргин қарши алди. әтә һуҗум йүз бәргән җайларни көздин кәчүриши мөлчәрләнмәктә. 

түркийә һәйити әтә йаридар болғанларни зийарәт қилиду. мусулманларниң һәр қайси вәкиллири билән көришиду. террорлуқ һуҗумиға алақидар йеңи мәлуматларни ортақлишиш үчүн ахбарат елан қилиш йиғини чақириду.

йеңи зеландийә баш министири җакинда ардернму байанатида, түркийә һәйитиниң зийарәткә кәлгәнликидин интайин мәмнун болғанлиқини билдүрүп, «түркийәдин кәлгән һәйәт мусулманларға болған қоллап қуввәтлишини намайан қилиш үчүн кәлди. буниңдин интайин мәмнунлуқ һес қилмақтимиз. түркийә асаслиқ көп санлиқ нопуси мусулман бир дөләт, биз уларни күтимиз» дегән сөзләрни ишләтти.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر