фуат октай билән чавушоғлу йеңи зеландийәгә бариду

фуат октай билән чавушоғлу җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқиға бинаән йеңи зеландийәгә бариду.

1164758
фуат октай билән чавушоғлу йеңи зеландийәгә бариду

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис фуат октай билән ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, йеңи зеландийәгә бариду.

билдүрүлүшичә, бу икки рәһбәр җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқиға бинаән йеңи зеландийәгә баридикән.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йеңи зеландийә пирезиденти дам патсий рәддийға телефон қилип, чристчерч шәһиридики икки җамәдә 49 адәм өлүп 48 адәм йариланған террорулуқ һуҗумини барлиқ мусулманларға вакалитән әйибләйдиғанлиқини билдүрди.

әрдоған мунуларни деди: «террорчиниң елан қилған байанати бу ишниң униң шәхсий һалда қилған иш әмәсликини ениқ көрситип бериду.йеңи зеландийә һөкүмити буниң кәйнидики террорлуқ тәшкилатлирини ениқлап чиқса хатирҗәм болуп қалиду.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, муавин җумһур рәис фуат октай вә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуни бир һәйәт билән бирликтә йеңи зеландийәгә әвәтидиғанлиқини әскәртип:һәйитимиз билән бирликтә йеңи йол хәритиси бекитип чиқишиңизни үмид қилимән, әркинлик дөлити йеңи зеландийәниң образиға дағ чүшүп қелишини халимаймиз, деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر