йавропа бойичә әң чоң дохтурхана шәһири әнқәрәдә ечилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ечилиш линтисини кәскән әнқәрә дохтурхана шәһири билән түркийә йавропа бойичә әң чоң дохтурхана шәһиригә еришкән болди.

1163611
йавропа бойичә әң чоң дохтурхана шәһири әнқәрәдә ечилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: әнқәрә дохтурхана шәһири, йозғат, мәрсин, испарта, адана, қәйсири, әлазиғ, әскишәһир вә манисадикиләрни қошқанда түркийәниң 9чоң дохтурхана шәһири болди.

дохтурхана шәһири толуқ мулазимәтни башлиғанда күнигә 30 миңдин артуқ бемарни қобул қилалайду.

әнқәрә дохтурхана шәһириниң йатақ сани 3633 болуп, түркийә бойичә әң илғар опиратсийәләр қилинидиған, пакизлиқ сәвийәси өлчәмләшкән, хәлқаралиқ сәвийәдә әслиһәлири толуқланған 131 апиратсийәханиси мәвҗут.

сәһийә министири фәхриттин коҗа билкенттә өткүзүлгән әнқәрә дохтурхана шәһириниң ечилиш мурасимида қилған сөзидә, «дохтурхана шәһәрлиримизни пүтүн дунйаға тонулған марка дохтурханиға айландуруш ирадимиз қәтий» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر