түркийә « Boeing 737 MAX » типлиқ айропиланларниң учушини тохтатти

түркийә « Boeing 737 MAX »  типлиқ айропиланларниң һава қатнишини тохтатти.

1162462
түркийә « Boeing 737 MAX » типлиқ айропиланларниң учушини тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қатнаш вә ул әслиһә қурулуши ишлири министирлиқи « Boeing 737 MAX 8  » вә « Boeing 737 MAX 9 » типлиқ айропиланларниң учуш сәпәрлириниң, учуш бихәтәрликини капаләт астиға елиш үчүн, иккинчи бир қарар чиқирилғанға қәдәр тохтитилғанлиқини җакарлиди.

министирлиқ тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, чәт әлләрдә 5 ай ичидә  « Boeing 737 MAX 8  » йаки « Boeing 737 MAX 9 » типлиқ айропиланлар йолуқуватқан икки түрлүк қазаниң сәвәблириниң,  қатнаш вә ул әслиһә қурулуши ишлири министирлиқи пуқрави авийатсийә баш идариси тәрипидин анализ қилинғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «анализ нәтиҗисидә < Boeing 737 MAX 8  > йаки < Boeing 737 MAX 9 > типлиқ айропиланларниң учушлири, учуш бихәтәрликини капаләт астиға елиш үчүн, иккинчи бир қарар чиқирилғанға қәдәр тохтитилди.»

бу һәқтә түркийә һава йоллири ширкити ахбарат васитилири мәслиһәтчилики тәрипидин елан қилинған байанатта, учуш вә йолучиларниң бихәтәрликиниң һәрдаим муһимлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «түркийә һава йоллири ширкити қармиқидики 12 данә < Boeing 737 MAX > типлиқ айропиланларниң учушлири, 13 – марттин башлап иккинчи бир қарар чиқирилғанға қәдәр тохтитилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر