әрдоған бүгүн сочиға маңди

әрдоған русийә вә иран пирезидентлири билән көришиду.

1145135
әрдоған бүгүн сочиға маңди

 

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «җан» намлиқ мәхсус айропилан билән түркийә вақти әтигән саәт 10:05 өткәндә русийәниң сочи шәһиригә қарап маңди.

әрдоған сүрийә темилиқ 4нөвәтлик үч тәрәп йуқири дәриҗилик рәһбәрләр йиғиниға қатнишиш үчүн сочиға йүрүп кәтти.

әнқәрә әсәнбуға хәлқара айродорумида әнқәрә валийси васип шаһин вә башқа мәсуллар әрдоғанни узатти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға айали әминә әрдоған, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, хәзинә вә малийә министири бәрат албайрақ, истихбарат идариси башлиқи һақан фидан, җумһур рәислик учур - алақә ишлири башлиқи фәһрәттин алтун вә җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин һәмраһ болди.

рәҗәп таййип әрдоған сочида русийә пирезиденти виладимир путин вә иран пирезиденти һәсән руһаниниң қатнишиши билән өткүзүлидиған сүрийә темилиқ 4нөвәтлик үч тәрәп йуқири дәриҗилик рәһбәрләр йиғиниға иштирак қилиду.

йиғинда астанә мунбириниң сүрийә ихтилапиға узун муддәтлик һәл қилиш чариси тепишиниң капалити сүпитидә, мәйданда вә сийасий һәл қилиш басқучлирида көрситлигән ортақ тиришчанлиқлар көздин кәчүрилиду.

әрдоғанниң йиғин җәрйанида, мәнсәпдашлири билән өткүзүдиған айрим айрим учришишлири даирисидә, русийә вә иран билән болған мунасивәтләрдин башқа йәнә, район характерлиқ мәсилиләрниму музакирилишиши мөлчәрләнмәктә. 

 

 

 


خەتكۈچ: #әрдоған , #сочи

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر